
Xәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң сайлими 2025-йили 16-апрел күни алмута шәһиридики мир нәшрияти ишханисида болуп өтти. ушбу җәмийәтниң хизмәтлиридин һесаб бериш вә сайлам өткүзүш йиғинға җәмийәтниң қазақистандики әзалири келип қатнашқандин сирт, дуняниң һәрқайси әлләрдики әзалири интернет тори арқилиқ қатнашти. йиғинға җәми 24 нәпәр киши иштирак қилди.
Бу йиғин хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизи (пән клуб) иҗраийә комитетиниң рәиси алишер халилов риясәтчилик қилди. уйғур пәнниң өткәнки қәрәллик сабиқ рәиси рәссам қәйсәр өзһун сөз қилип, уйғур пән кулубниң қурулуш тарихи вә ушбу қәрәллик вәзипидә елип барған хизмәтлири һәққидә доклат бәрди.
Кейнки нөвәт сөзгә чиққан хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизи баш катипи, язғучи хәмит һәмрайев өзи бу вәзипидә болған мәзгилдә елип барған хизмәтләр һәққидә тохталди.
уйғур пән әзаси атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқов сөз қилип, қәйсәр өзһунни йәнә нөвәтлик президентлиқ вәзиписигә сайлаш тоғрилиқ тәклип бәрди. у җавап берип, өзиниң үчинчи қетим намзат болуш һоқуқиға игә әмәсликини билдүрди.
Уйғур пән кулубниң алдинқи нөвәтлик сабиқ баш катипи, бүйүк биртанийәдә яшайдиған шаир, академик әзиз әйса әлкүн мәзкур җәмийәтниң идарә һәйәтлири тәрипидин президентлиқ намзатлиқиға көрситилгән иди.
Өзбекистан вә қазақистанға хизмәт билән келип, алматада өткүзүлгән бу йиғинға қатнашқан әзиз әйса әлкүн сөз қилип, уйғур пән кулубниң бу нөвәтлик президент намзатлиқ тәклипини қобул қилидиғанлиқини билдүрдуп, уйғур пән кулуби идарә һәйитиниң өзини президентлиқ намзатлиқиға көрсәткәнликигә рәһмәт ейтип, әгәр мәзкур җәмийәтниң барлиқ әзалири өзини сайламда президентлиққа сайлиса, җәмийәтниң келәчәк тәрәққияти үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқи вә уйғур әдәбиятни дуняға тонутуш, уйғур хәлқиниң йезиш вә пикир әркинликини һимайә қилиш үчүн җан пидалиқ билән хизмәт қилидиғанлиқини ейтти.
ушбу йиғин бир саәт давам қилғандин кейин, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң рәсми сайлими болуп өтти. сайламда барлиқ җәмийәт әзалириниң аваз бериши арқилиқ, толуқ аваз билән әзиз әйса әлкүн җәмийәтниң президентлиқ вәзиписигә сайланди.
Кейин җәмийәтниң идарә һәйәт сайлими өткүзүлүп, барлиқ әзаларниң аваз бериши билән алишер халилов мәркизиниң баш катиплиқ вәзиписигә сайланди. иҗраийә комитет һәйити рәислик вәзиписигә сәнәтшунаслиқ доктори, рәссам һакимҗан гулиев сайланди.
Жәмийәт иҗраийә комитетиниң һәйәт әзалиқиға төвәндики кишиләр сайланди:
мәркәз президенти әзиз әйса әлкүн, баш катип алишер халилов, һакимҗан гулиев, хамит һәмраев, вилям молотов, еһсан вә мәрйәм султан.
Ахирида шаир абдуғопур қутлуқовниң тәклипи авазға қоюлуп, бу һәқтә җиддий муназирә елип берилғандин кейин, көп санлиқни игиллигән әзаларниң аваз билән қәйсәр өзһунға “пәхрий президент” атиғи берилди.
Йиғин ахирида хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң бу нөвәтлик сайлимида президент болуп сайланған әзиз әйса әлкүн хуласә сөзи қилип, нөвәттә мәзкур мәркәзниң елип баридиған хизмәтлириниң наһайити җиддий икәнликини, болупму уйғурларниң бүгүнки сиясий вә иҗтимаий вәзийити, һәм әдәбияти вә сәнитини дуняға тонутуш, уйғур язғучи вә сәнәкарлириниң һоқуқини қоғдаш нөвәттә ишлинидиған әң муһим вәзипиләрниң бири икәнликини тәкитләп, мундин кейин мәзкур җәмийәттики барлиқ әзаларниң қоллиши вә ярдими билән, уйғур миллитиниң миллий мәнпәәтини чиқиш қилип, иштә достлуқ вә баравәрлик асасида нишанланған вәзипиләрни әмәлгә ашуридиғанлиқини, барлиқ җәмийәт әзалири вә баш шитаби лондонға җайлашқан хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиниң ярдими билән һәмкарлишип ишләйдиғанлиқини билдүрүп, җәмийәт әзалириниң өзигә бу муһим вә шәрәплик вәзипини тапшурғанлиқиға миннәтдарлиқини билдүрди.
Хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң бу нөвәтлик сайланған рәһбәрлириниң уйғур хәлқимизниң бүгүн вә келәчәк бәхт- саадити йолида хизмәт қилиш үчүн басқан һәр бир қәдәмлириниң хәйрлик вә утуқлуқ болишини тиләймиз.




________________________________
Сайламға мунасивәтлик қазақистанда берилгән қилинған хәвәрләр
- Қазақистан респобликилиқ “уйғур авази” гезитиниң 29-аперил күни бәргән хәври
https://www.uyghurpen.org/Uygur_Avazi_01May2025.pdf - Қазақистан уйғурлири телевизийәсиниң хәври
https://youtu.be/l46ytsa3hPc?si=ANbFVUnupiljbtCh
Tags: Aлмутида хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң сайлими болуп өтти, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизи