About Uyghur PEN

 

Uyghur PEN Election 2025

The Uyghur PEN Center held its official election on April 16, 2025, at the Mir Publishing House office in Almaty, Kazakhstan. In addition to local members attending in person, participants from around the world joined the event online. A total of 24 members took part in the meeting. Read more >>

 

Uyghur PEN Board Members

 
Uyghur PEN Centre Conference in Crimea 19 July 2012.
 

Uyghur PEN old websites:

 

Categories

 

Archives

 

Login

 
 

Уйғурчә

Уйғурчә

 
  • Aлмутида хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң сайлими болуп өтти

    Xәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң сайлими 2025-йили 16-апрел күни алмута шәһиридики мир нәшрияти ишханисида болуп өтти. ушбу җәмийәтниң хизмәтлиридин һесаб бериш вә сайлам өткүзүш йиғинға җәмийәтниң қазақистандики әзалири келип қатнашқандин сирт, дуняниң һәрқайси әлләрдики әзалири интернет тори арқилиқ қатнашти. йиғинға җәми 24 нәпәр киши иштирак қилди. Бу йиғин хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизи (пән клуб) иҗраийә комитетиниң рәиси алишер халилов риясәтчилик қилди. уйғур пәнниң өткәнки қәрәллик сабиқ рәиси рәссам қәйсәр өзһун сөз қилип, уйғур пән кулубниң қурулуш тарихи вә ушбу қәрәллик вәзипидә елип барған хизмәтлири һәққидә доклат бәрди. Кейнки нөвәт сөзгә чиққан хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизи баш катипи, язғучи хәмит һәмрайев өзи бу вәзипидә болған мәзгилдә елип барған хизмәтләр һәққидә тохталди.уйғур пән әзаси атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқов сөз қилип, қәйсәр өзһунни йәнә нөвәтлик президентлиқ вәзиписигә сайлаш тоғрилиқ тәклип бәрди. у җавап берип, өзиниң үчинчи қетим намзат болуш һоқуқиға игә әмәсликини билдүрди. Уйғур пән кулубниң алдинқи нөвәтлик сабиқ баш катипи, бүйүк биртанийәдә яшайдиған шаир, академик әзиз әйса әлкүн мәзкур җәмийәтниң идарә һәйәтлири тәрипидин президентлиқ намзатлиқиға көрситилгән иди. Өзбекистан вә қазақистанға хизмәт билән келип, алматада өткүзүлгән бу йиғинға қатнашқан әзиз әйса әлкүн сөз қилип, уйғур пән кулубниң бу нөвәтлик президент намзатлиқ тәклипини қобул қилидиғанлиқини билдүрдуп, уйғур пән кулуби идарә һәйитиниң өзини президентлиқ намзатлиқиға көрсәткәнликигә рәһмәт ейтип, әгәр мәзкур җәмийәтниң барлиқ әзалири өзини сайламда президентлиққа сайлиса, җәмийәтниң келәчәк тәрәққияти үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқи вә уйғур әдәбиятни дуняға тонутуш, уйғур хәлқиниң йезиш вә пикир әркинликини һимайә қилиш үчүн җан пидалиқ билән хизмәт қилидиғанлиқини ейтти.ушбу йиғин бир саәт давам қилғандин кейин, хәлқара қәләмкәшләр җәмийити уйғур мәркизиниң рәсми сайлими болуп өтти. сайламда барлиқ җәмийәт әзалириниң аваз бериши арқилиқ, толуқ аваз билән әзиз әйса әлкүн җәмийәтниң президентлиқ вәзиписигә сайланди. Кейин җәмийәтниң идарә һәйәт сайлими өткүзүлүп, барлиқ әзаларниң аваз бериши билән алишер халилов мәркизиниң баш катиплиқ вәзиписигә сайланди. иҗраийә комитет һәйити рәислик вәзиписигә сәнәтшунаслиқ доктори, рәссам һакимҗан гулиев […]